мәһмуд аббас германийәдә саламәтлик тәкшүрүшидин өткүзүлди

пәләстин пирезиденти мәһмуд аббас германийәдә саламәтлик тәкшүрүшидин өткүзүлди вә әһвалиниң йахши икәнлики билдүрүлди.

1616613
мәһмуд аббас германийәдә саламәтлик тәкшүрүшидин өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири:пәләстин рәсмий хәвәр агентлиқи «WAFA» хәвәр қилишичә, пирезидент аббасниң германийәдики саламәтлик тәкшүрүши тамамланған.

саламәтлик тәкшүрүш нәтиҗисидә һечқандақ пассипл әһвал йоқлуқи вә аббасниң саламәтликиниң йахши икәнлики  һәмдә аббасниң әтә пәләстингә қайтип келидиғанлиқи әскәртилди.

ийорданийә қораллиқ қисимлириға тәвә икки тик учар пәләстин пирезиденти аббасни елиш үчүн5 -апрел ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақтики рамаллаһ шәһиригә қонған иди.

чәтәлдә даимлиқ саламәтлик тәкшүртүшни пиланлиған аббасниң ийорданийәдин германийәгә баридиғанлиқи билдүрүлгән иди.

85 йашлиқ аббас илгириму ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақ вә ийорданийәниң пайтәхти аммандики бәзи дохтурханиларда һәр хил  саламәтлик тәкшүрүшлиридин өткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر