йапонийә шималий корейәгә қарита ембарголарниң муддитини узартти

йапонийәдә һөкүмәт шималий корейәгә қаритилған вә 13 – апрел күни тошидиған ембарголарниң муддитини йәнә икки йил узартти.

1615653
йапонийә шималий корейәгә қарита ембарголарниң муддитини узартти

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қарарлириға хилап һалда 25 – март күни икки данә йеңи баллистик башқурулидиған бомба синиқи елип барған؛ йапонийә, америка қошма иштатлири вә җәнубий корейә пийоңйаңға қарши бирләшкән дөләтләр тәшкилати ембарголириниң толуқ иҗра қилиниши вә шималий корейәниң йадро қораллиридин халий қилиниши тоғрулуқ һәмкарлиқ орнитиш тоғрулуқ чақириқта болғаниди.

йапонийә баш вәзири йошиһиде суга болса, йеқинда елан қилған байанатида, шималий корейә рәһбири ким җоңун билән шәртсиз көрүшүшкә тәййар икәнликини билдүргәниди.

токйо, 2006 – йилқи башқурулидиған бомба синақлиридин кейин, пийоңйаңға қарши ембарго қарари мақуллап, шималий корейәдин импортни вә дөләт билән мунасивити бар парахотларниң йапонийәгә киришини чәклигәниди. 2009 – йили болса, шималий корейәгә қарита експортниму мәний қилип, ембарголарниң даирисини кеңәйткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر