ийорданийәдә нәзәрбәнт қилинғанлиқи илгири сүрүлгән шаһзадә садақәтнамиға имза қойди

ийорданийәниң сабиқ тәхт вариси һәмза бин һүсәйин падишаһ 2- абдуллаһқа садақитини билдүридиған мәктубқа имза қойди.

1615728
ийорданийәдә нәзәрбәнт қилинғанлиқи илгири сүрүлгән шаһзадә садақәтнамиға имза қойди

түркийә авази радийоси хәвири: ийорданийә падишаһлиқ диваниниң байанатиға асасланғанда, шаһзадиләрдин һашим бин һүсәйин, таллал бин муһәммәд, ғази бин муһәммәд вә рашид бин һәсән падишаһ 2 - абдуллаһниң тағиси һәсән бин таллалниң өйидә шаһзадә һәмза бин һүсәйин билән бир йәргә җәм болған.

шаһзадә һәмза бин һусәйин мәктубида һашимийларниң тарих бойичә һакимийәттә адаләт вә көйүмчанлиқини намайан қилип кәлгәнликини тәкитләп, «мән падишаһқа вә ийорданийә һашимий падишаһлиқиниң асасий қануниға садиқ болимән, мән һәмишә падишаһниң вә тәхт вариси шаһзадисиниң қоллиғучиси болимән» деди.

падишаһниң тағиси һәсәнни шаһзадә һәмза билән болған мәсилини бир тәрәп қилишқа тәйинлигәнлики, шаһзадиниңму һашимий хан җәмәти бәлгилигән һакимийәткә садақәт көрситидиғанлиқи тәкитләнгән иди.

американиң «вашингитон почта гезити» 3-апрелда сабиқ тәхт вариси шаһзадә һәмза бин һүсәйин билән  20 кишиниң «дөләтниң муқимлиқиға тәһдит» дегән сәвәб билән қолға елинғанлиқини хәвәр қилған иди.

ийорданийә армийә баш иштаб башлиқи генерал майор әһмәд әл һунәйти шаһзадә һәмзаниң қолға елинмиғанлиқини, әмма униңдин дөләтниң бихәтәрликигә зийан йәткүзидиған паалийәтләрни тохтитиш тәләп қилғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر