тунис пирезиденти йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи мишел билән көрүшти

тунис йавропа иттипақиға қалаймиқан көчниң тегидә йатқан ишсизлиқ вә кәмбәғәллик қатарлиқ мәсилиләрни өз ичигә алған кәң даирилик һәл қилиш усулини тәрәққий қилдурушни чақириқ қилди.

1615478
тунис пирезиденти йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи мишел билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: тунис пирезиденти кайс сәид рәсмий зийарәт үчүн тунисқа йетип кәлгән йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлиз мишел билән көрүшкәндин кейин, пирезидентлиқ мәһкимиси йазма байанат елан қилди.

тунис пирезидентлиқ мәһкимисиниң байанатиға асасланғанда, көрүшүштә, тунис билән йавропа иттипақи оттурисида иқтисад, алий маарип вә технологийә саһәсидә истратегийәлик шериклик мунасивәтлириниң тәрәққий қилдурулуши вә вухән вируси (Kovid-19)  ниң иқтисадқа көрситиватқан тәсирлиригә қарши күрәш қилиш мәсилилири музакирә қилинған.

тунис пирезиденти кайс сәид қалаймиқан көчниң тегидә йатқан ишсизлиқ вә кәмбәғәллик қатарлиқ мәсилиләрни өз ичигә алидиған кәң көләмлик һәл қилиш усулини тәрәққий қилдурушқа чақирған.

йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлиз мишел бу қетимқи зийаритиниң, йавропа иттипақи билән тунис оттурисидики достлуқни мустәһкәмләш, ортақ әһмийәт беридиған саһәләрдики мәсилиләрдә дийалог орнитиш вә йавропа иттипақиниң тунистики демократийәлишиш мусаписини қоллаш нуқтисидин әмәлгә ашурулғанлиқини қәйт қилди.

у йәнә, йашларниң җәмийәттики ролини қоллаш вә иҗтимаий һәмкарлиқларни күчәйтиш арқилиқ тәрәпләр оттурисидики һәмкарлиқларниң сүритини тезләштүрүшни чақириқ қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر