һиндонезийә вә шәрқий темордики су апитидә нурғун адәм қаза қилди

һиндонезийә вә шәрқий тиморда қаттиқ йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн вә тағ гүмүрүлүп чүшүш вәқәлиридә қаза қилғанларниң сани 155 кә йәтти.

1615398
һиндонезийә вә шәрқий темордики су апитидә нурғун адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийә дөләтлик апәт башқуруш мәркизи байанат елан қилип, шәрқий нуса теңгара өлкисиниң лембага шәһиридә 67, шәрқий флореста 49, алорда 12 кишиниң җәситиниң тепилғанлиқини уқтурди.

игилинишичә, кәлкүн вә тағ гүмүрүлүп чүшүш вәқәлиридин кейин ғайиб болған 72 адәмни издәш хизмити давамлашмақта икән.

йәнә бир тәрәптин, һиндонезийәниң қошна дөләтлиридин бири болған шәрқий тиморниң пайтәхти дили вә әтраптики вилайәтләрдә кәлкүн сәвәбидин қаза қилғанлар сани 27 гә йәтти.

түнүгүн башланған су апитидин кейин, миңлиған киши бихәтәр җайларға орунлаштурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر