германийәдә турушлуқ муһаҗир түркләр мавританийәлик балиларни хушаллиққа чөмдүрди

германийәдә турушлуқ муһаҗир түркләр мавританийәдә начар шараитта йашаватқан балиларни һейтлиқ кийим вә кәмпүтләр билән хушал қилди.

1615635
германийәдә турушлуқ муһаҗир түркләр мавританийәлик балиларни хушаллиққа чөмдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: қанчилиған йиллар илгири турмушини капаләтләндүрүш үчүн ана вәтини түркийәдин айрилип, германийәгә кәткән вә германийәдә олтурақлишип қалған түрк аилиләр рамизанлиқ ианилирини өзлири әза болған һәр  қайси хәйр-сахавәт тәшкилатлири арқилиқ африқа дөләтлиридин мавританийәгә йәткүзди.

диний ишлар идариси вә түркийә диний ишлар фонди җәмийитиниң һәмкарлиқида, түрк-ислам бирлики германийә вакаләтханиси (DITIB) билән районға йетип барған муһаҗир түркләр биллә елип барған кийим-кечәкләрни бракна районидики балиларға тарқитип бәрди.

һейтлиқ кийим вә кәмпүтләрни балиларға тарқитип бәргән түркләр, балилар билән күн бойи охшимиған ойунларни ойниди вә балиларға унтулғусиз хушал бир күнни бәхш әткән болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر