нигерийәдә қораллиқ гуруппиларниң 55 әзаси тутулди

нигерийәниң ебонйи өлкисидә қораллиқ гуруппиларға қарши елип берилған һәрбий һәрикәтләр давамида 55 қораллиқ унсур тутулди.

1614710
нигерийәдә қораллиқ гуруппиларниң 55 әзаси тутулди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә армийәси қоманданлиридин биригада командири таореен лагбаҗаниң ейтишичә, йеқиндин буйан ебонйи өлкисидә қораллиқ гуруппиларниң барғансери көпийиватқан һуҗумлири сәвәбидин, уларға қарши елип берилған һәрбий һәрикәтләр давамида, 55 қораллиқ унсур тутулған, қораллиқ гуруппиларға аит көп санда оқ - дора қолға чүшүрүлгән болуп, тутулғанлар сот мәһкимисигә әвәтилидикән.

нигерийәниң ебонйи өлкисидә, 25 – март күни кәчтә, қораллиқ кишиләрниң айрим - айрим 4 һуҗумида 27 киши һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر