ливийә һөкүмити һәр қайси дөләтләрни әлчиханилирини қайтидин ечишқа чақирди

ливийә һөкүмити пайтәхт тириполида әлчихана ачмиған дөләтләргә, ливийәликләргә вә дөләттики чәт әлликләргә хизмәт үчүн бу қәдәмни бесиш мусаписини тезләштүрүшни чақириқ қилди.

1614721
ливийә һөкүмити һәр қайси дөләтләрни әлчиханилирини қайтидин ечишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә ташқи ишлар министири нәҗла әлмәнгуш түнүгүн (2021-йили 4-апрел) тириполиға зийарәткә кәлгән йавропа кеңишиниң башлиқи чарлиз мишел билән ортақ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

нәҗла әлмәнгуш: «башқа дөләтләрни ливийә пуқралириға вә чәт әлликләргә тез сүрәттә хизмәт бериш үчүн әлчихана вә консулханиларни қайтидин ечиш мусаписини тезләштүрүшкә чақиримиз» деди.

у һөкүмәтниң вәзиписиниң, муқимлиқни капаләткә игә қилиш вә сайламларни вақтида өткүзүш шәртлирини мувапиқ һалға кәлтүрүш икәнликини әскәртип, сайлам комитетиға һәр түрлүк йардәмләрни қилғанлиқлирини, йавропа иттипақиниң сайлам комитетини техника, арқа сәп вә тәлим-тәрбийә җәһәттин қоллишиға еһтийаҗлиқ икәнликлирини билдүрди.

у чәт әллик йалланма җәңчиләрниң ливийәдин дәрһал чиқип кетиши үчүн наһайити очуқ вә муһим истратегийәлириниң барлиқини тәкитлиди.

у ливийәдин йавропаға қанунсиз көч үстидиму тохтилип, ливийә билән йавропа иттипақи оттурисида изчил һәмкарлиқни шәрт қилған мәсилиләрниң барлиқини қәйт қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر