булғарийәдики партийәләрниң һечқайсиси һөкүмәт қуруш үстүнлүкигә еришәлмиди

булғарийәдә түнүгүн (2021-йили 4-апрел) өткүзүлгән сайламда, рәсмий болмиған нәтиҗиләргә асасланғанда, һечқайси партийә парламентта өз алдиға һөкүмәт қуралайдиған санға игә болалмиған.

1614873
булғарийәдики партийәләрниң һечқайсиси һөкүмәт қуруш үстүнлүкигә еришәлмиди

түркийә авази радийоси хәвири: аваз сандуқидики нәтиҗиләргә қариғанда, баш министир бойко борисов рәһбәрлик қиливатқан булғарийәниң йавропалиқ тәрәққийати үчүн йуртдашлар партийәси(GERB)  сайламда биринчи орунни игәллигән.

булғарийәниң йавропалиқ тәрәққийати үчүн йуртдашлар партийәси %24.2 авазға еришкәнлики вә 240 кишилик парламентта 69 орунға игә болғанлиқи қәйт қилинди.

бу қетимқи сайламда қатнишиш нисбити %47.5 гә йәткән болуп, рәсмий болмиған нәтиҗиләргә асасән, йеңи мәзгилдә парламентқа йәттә партийәниң киргәнлики әскәртилди. тизимға елинған 6 милйон 355 миң 633 сайлиғучи бар булғарийәдә, мәзкур сайламда 30 сийасий партийә вә бирләшмиләрдин болуп 6 миң 895 намзат өзара риқабәтләшти.

сайламниң рәсмий нәтиҗилири икки күндин кейин елан қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر