ийорданийә падишаһиниң акиси аммандики сарийида нәзәрбәнт қилинди

ийорданийә падишаһи иккинчи абдуллаһниң акиси шаһзадә һәмза бин һүсәйинниң пайтәхт аммандики сарийида назарәткә елинғанлиқи илгири сүрүлди.

1614233
ийорданийә падишаһиниң акиси аммандики сарийида нәзәрбәнт қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң «вашингитон почта гезити» ниң хәвиригә асасланғанда, падишаһ һүсәйинниң чоң оғли вә падишаһ иккинчи абдуллаһниң акиси шаһзадә һәмза бин һүсәйин билән биргә 20 киши «дөләтниң муқимлиққа тәһдит» дегән сәвәб билән назарәткә елинған.

шаһзадәниң аммандики сарийида нәзәрбәнт қилинғанлиқи вә  наззарәткә елинғанларниң арисида бихәтәрлик тәшкилатидинму кишиләрниң барлиқи билдүрүлди.

ийорданийәниң «PETRA» агетнлиқиниң хәвиридә болса, шаһзадә һәмзаниң қолға елинғанлиқи йаки нәзәрбәнд қилинғанлиқиға даир хәвәрләрниң йалғанлиқи уқтурулди.  

«PETRA» хәвәр агетнлиқиниң илгирики хәвәрлиридә, падишаһлиқ диваниниң сабиқ рәиси ибраһим авадаллаһ вә бир қисим кишиләрниң қолға елинғанлиқи қәйт қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر