тәйвәндә 50 киши қаза қилған пойиз вәқәсини тәкшүрүш башланди

тәйвәнниң хуалийән районида пойиз релистин чиқип кетип, 50 киши қаза қилған вәқәгә қарита тәкшүрүш башланди.

1614280
тәйвәндә 50 киши қаза қилған пойиз вәқәсини тәкшүрүш башланди

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар мәсуллар пойиз тонелға кириш алдида турғанда релисниң йенидики тағқа тохтитип қойулған киранниң намәлум сәвәб билән релисқа өрүлүп чүшкәнликини вә киранниң игисиниң сорақ -соал қилинғанлиқини билдүрди.

хуалйән районлуқ тәптиш мәһкимиси вәқәгә даир техичә һечкишиниң әйибләнмигәнликини билдүрди.

тәйвән төмүр йол идариси тәрипидин елан қилинған байанатта, һадисә йүз бәргән җайдики ремонт хизмәтлири сәвәбидин бәзи пойиз қатнашлирида 15-20 минут кечикиш болидиғанлиқи уқтурулди.

бу җәрйанда, дәсләптә қаза қилғанларниң санини 51 дәп доклат қилған мәсуллар бу санни йеңилап,  қаза қилғанлар саниниң 50 икәнликини билдүрди.

дөләтлик мәтбуатларниң тәйвән қатнаш министирлиқини мәнбә қилған хәвәрлиригә асасланғанда,  тәхминән 350 йолучи олтурған 8 вагонлиқ пойиз хуалйән райониға кириш тонелида релистин чиқип кәткән болуп, пойизниң 4-вә 5-вагонлири еғир зийанға учриған.  от өчүруш вә издәп-қутқузуш әтрәтлири нәқ мәйданға әвәтилгән.

вәқәдә 50 кишиниң һайатидин айрилғанлиқи вә 178 кишиниң йариланғанлиқи ениқланди.

тәйвән рәһбири тисай иңвин мунасивәтлик министирлиқлар вә органларниң вәқәгә даир зөрүр болған тәкшүрүшләрни башлишини тәләп қилған иди.

бу вәқә тәйвәндә йеқинқи 70 йил ичидә йүз бәргән әң еғир пойиз вәқәси дәп руйхәткә елинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر