сәуди әрәбистан: исраилийә билән нормаллишиш районға пайдилиқ

сәуди әрәбистан ташқи ишлар министири файсал бин фәрхан исраилийәниң райондики орниниң нормаллишишиниң пүткүл районға иқтисадий, иҗтимаий вә бихәтәрлик җәһәттә пайдилиқ болидиғанлиқини билдүрди.

1614245
сәуди әрәбистан: исраилийә билән нормаллишиш районға пайдилиқ

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан ташқи ишлар министири файсал бин фәрхан «CNN» қанили билән өткүзгән сөһбәт программисида, сәуди әрәбистан билән исраилийә оттурисида пат йеқинда келишим һасил қилинидиған йаки қилинмайдиғанлиқини билмәйдиғанлиқини ейтти.

файсал бин фәрхан: «нормаллишиш барлиқ районға иқтисадий, иҗтимаий вә бихәтәрлик җәһәттин пайдилиқ» деди.

файсал бин фәрхан пәләстин мәсилиси һәл қилинмиса вә 1967-йили бәлгиләнгән чегра даирисдә пәләстин дөлити қурулмиса, нормаллишишниң районда мувәппиқийәтлик болуши мумкин әмәсликини ейтти.

файсал бин фәрхан йәнә, сәуди әрәбистанниң илгириму әрәб тинчлиқи тәшәббуси даирисидә, 1967-йили бәлгиләнгән чегра асасида пайтәхти шәрқий қуддус болған мустәқил пәләстин дөлити қурулған тәқдирдә, исраилийә билән нормаллишишқа вәдә бәргәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر