533 милйон фесбук абонтлириниң хусусий мәлуматлири оғриланди

мәлум бир хаккерлар тор бетидә иҗтимаий алақә суписи фесбукниң 533 милйон абонтлириниң хусусий мәлуматлири елан қилинди.

1614310
533 милйон фесбук абонтлириниң хусусий мәлуматлири оғриланди

түркийә авази радийоси хәвири: «Business Insider» тор бетиниң хәвиридә, мәлум бир хаккерлар тор бетидә 106 дөләттин 533 милйон фесбук абонтлириниң телефон номурлири вә шәхсий мәлуматлириниң торда һәқсиз һәмбәһирләнгәнлики билдүрүлди.

елан қилинған шәхсий учурларниң 32 милйондин көпрәкиниң америкалиқларға 11 милйони әнглийәликләргә вә 6 милйони һиндистанлиқларға тәвә икәнлики, бу мәлуматларниң ичидә телефон номурлири, орун учури, туғулған вақти, електронлуқ хәт адриси қатарлиқларниң барлиқи уқтурулди.  

бихәтәрлик мутәхәссислири бу санлиқ мәлуматларниң хаккерлар тәрипидин алдамчилиқ үчүн ишлитилиши мумкинлики һәққидә агаһландуруш елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر