аргентина пирезиденти йуқумланди
аргентина пирезиденти алберто фернандез йеник дәриҗидики қизиш вә баш ағриқидин кейинки ковид – 19 тәкшүрүш нәтиҗисиниң мусбәт чиққанлиқини уқтурди.
1613961
түркийә авази радийоси хәвири: фернандез тивиттердики адресида байанат елан қилип: «бүгүн қизитмамниң 37.3 гирадусқа өрлиши вә йеник дәриҗидики баш ағриқим сәвәбидин тәкшүрткүзгән йуқум нәтиҗиси мусбәт чиқти. гәрчә полимераза зәнҗирсиман реаксийә анализатори синақ нәтиҗисини сақлаватқан болсамму, өзүмни карантин қилдим, мән нөвәттики бәлгилимиләргә әмәл қилимән вә шәхсий дохтуримниң көрсәтмиси бойичә иш қилимән» деди.
пирезидент фернадез йеқинқи 48 саәт ичидә өзи билән алақиләшкән кишиләрни бу әһвалдин вақипландурғанлиқини билдүрүп: «мән җисманий җәһәттин йахши, туғулған күнүмни тәбрикләш паалийитини бу хәвәрни аңлимған шәкилдә ахирлаштурушни ойлаватимән, роһий һалитим наһайити йахши. бүгүн туғулған күнүмни әсләп, маңа изһар қилинған меһир – муһәббәт йиғилишлириға чин көңлүмдин рәһмәт ейтимән» дегәнләрни қәйт қилди.
62 йашлиқ пирезидент фернандез 2021 - йили 1 - айниң 21 - күни спутник V билән Covid - 19 ваксинисиниң биринчи қутисини әмләткүзгәниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
исраилийә ливанға һава һуҗуми қозғиди
исраилийә армийәси ливанниң җәнубиға кәң көләмлик һава һуҗуми қозғиди.