тәйвәндики пойиз вәқәсидә қаза қилғанлар сани 51 гә йәтти

тәйвәнниң хуалийән районида бир йолучилар пойизи релистин чиқип кетип 51 адәм қаза қилди, 146 адәм йариланди.

1613932
тәйвәндики пойиз вәқәсидә қаза қилғанлар сани 51 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: тәйвән мәһәллий таратқулириниң тәйвән қатнаш министирлиқини мәнбә қилған хәвәрлиригә қариғанда, тәхминән 350 йолучи олтурған 8 вагонлиқ пойиз хуалийән райониға киридиған тонелда релистин чиқип кетип, 51 адәм қаза қилған, 146 адәм йариланған.

пойизниң 4 - вә 5 - вагонлири еғир зийанға учриған, вәқә йүз бәргән җайға от өчүрүш вә издәш - қутқузуш әтрәтлири әвәтилгән.

тәйвән рәһбири сәй йиңвен, мунасивәтлик министирлиқ вә орунлардин вәқәгә алақидар зөрүр хизмәтләрни башлашни тәләп қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر