лавров: уруш башлаш украинани йоқ қилиду

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров украинаниң донбас районида йеңидин уруш башлаш урунушлириниң украинани йоқ қилидиғанлиқини ейтти.

1613494
лавров: уруш башлаш украинани йоқ қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров первий (Pervıy) қанилиниң зийаритини қобул қилип: «һәрбийләрниң көпинчиси уруш башлаш үчүн қилған һәр қандақ һәрикәтниң қанчилик зийанлиқ икәнликини билиду. америка қатарлиқ ғәрбниң иғвачи сийасәтчилириниң, һәрбийләрни күшкүртмәсликини үмид қилимән» деди.

сергей лавров русийә пирезиденти владимир путинниң мәзкур киризис тоғрисида ейтқанлиридин нәқил алған һалда: «донбаста йеңидин уруш башлашқа урунғанлар, украинани йоқ қилиду. путин буни қисқа вақит илгири ейтти вә бу сөз һазирму күчкә игә» деди.

у америка пирезиденти җо байдинниң путинни «қатил», «америка сайламлириға арилашқанлиқи сәвәбидин бәдәл төләйду»  дегәнликини хатирилитип: «байдинниң а б с телевизийәсидә ейтқанлири, наһайити йиргинчлик гәпләр. байдин пирезидент болди вә русийәгә қарши ембарго йүргүзүшни, қаттиқ гәпләрни қилишни вә һәр саһә бойичә бесим қилишни башлиди. бу йиллар бойичә давамлишиватиду» деди.

у путинниң байдинға «дипломатик» вә «сийлиқ» шәкилдә җаваб қайтуруп, көрүшүшни тәклип қилғанлиқини, наһайити әпсус буниңға җаваб кәлмигәнликини қәйт қилди.

у русийә билән йавропа иттипақи оттурисидики мунасивәтләр үстидә тохтилип, йавропа иттипақи билән мунасивәтләрни җанландурушқа тәййар икәнликлирини вә йавропа иттипақини тәминләватқан енергийәләрни сийасий бесим вастиси  қилип пайдиланмайдиғанлиқлирини, әмма йавропа иттипақиниң «йаман нийәтлик» һәрикәтлирини җавабсиз қалдурмайдиғанлиқини  билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر