америка судан билән йеңи сәһипә ечишқа тәййар икәнликини билдүрди

америка ташқи ишлар министири блинкен суданниң террорлуқниң қурбанлири вә аилилири үчүн әвәткән 335 милйон долларлиқ төләмни тапшурувалғанлиқлирини билдүрүп, судан билән мунасивәтләрдә йеңи сәһипә ечишқа тәййар икәнликлирини әскәртти.

1612898
америка судан билән йеңи сәһипә ечишқа тәййар икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен йазма байанатида, мәзкур төләмниң 1998-йили американиң кенийә вә танзанийәдики әлчиханисиға қилинған террорлуқ һуҗуминиң қурбанлири билән 2000-йили американиң «у с с кол» намлиқ парахотиға қилинған һуҗумниң қурбанлириға, 2008-йили суданда өлтүрүлгән америка хәлқара тәрәққийат агентлиқиниң хизмәтчиси җон гранвил (John Granville) аилисигә берилидиғанлиқини қәйт қилди.

у өткән һәптә төләм мусаписиниң ахирлишиши билән конгрәгә, «суданниң игилик һоқуқиниң қайтидин бекитилгәнлики» ни билдүргән иди.

у: «бу қийин мусапини арқида қалдурған бүгүнки күндә, америка-судан мунасивәтлиридә йеңи сәһипә ечилиши мумкин. икки тәрәп мунасивәтлирини тәрәққий қилдуридиған қәдәмләрни басимиз» деди.

америка алий соти өткән йилқи (2020) қарарида, судан һөкүмитиниң 1998-йили американиң кенийә вә танзанийәдики әлчиханилириға қилинған террорлуқ һуҗуминиң қурбанлириға, һәмдә йеқинлириға 10  доллардин артуқ төләм төләш қарарини чиқарған иди.

судан һөкүмити американиң сабиқ пирезиденти доналд трамп һөкүмити билән сөһбәтлишиш нәтиҗисидә, 335 милйон доллар төләшни қобул қилған. пирезидент трамп болса, суданни террорлуқни қоллиған дөләтләр тизимликидин чиқарғанлиқлирини елан қлған.

судан өткән йили (2020) декабир ейида террорлуқни қоллиған дөләтләр тизимликидин рәсмий чиқирилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر