әнглийәдә һәҗвий рәсимгә мунасивәтлик талаш – тартишлар давамлашмақта

әнглийәниң йоркшир районидики батлей мәктипидә вәзипә өтәватқан оқутқучиниң муһәммәд әләйһиссаламниң һәҗвий рәсимлирини көрситиши нәтиҗисидә иштин бошитилишидин кейинки талаш - тартишлар давамлашмақта.

1612820
әнглийәдә һәҗвий рәсимгә мунасивәтлик талаш – тартишлар давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт, мәзкур оқутқучиниң вәзиписигә қайтурулушини халайдиғанлар вә халимғайдиғанлардин ибарәт иккигә бөлүнди.

муһәммәд әләйһиссаламға һөрмәтсизлик қилған оқутқучиға наразилиқ билдүрүп, мәктәпниң алдида намайиш өткүзгән ата – анилардин кейин, бу қетим оқутқучини һемайә қилидиғанлар мәктәпниң алдида топлинип, униң вәзиписигә қайтурулушини тәләп қилип, намайиш өткүзди.

мәктәптә мустәқил тәкшүрүш башланған болуп, тәкшүрүшниң май ейиниң ахирлири тамамлиниши күтүлмәктә.

мәктәп мудири гари кибле, оқуғучиларниң ата – анилириға йоллиған елхетидә, бу мәсилә сәвәбидин кәчүрүм сориғаниди.

әнглийә маарип вәзири гавин виллиамсон болса, оқутқучиниң вәзиписидин истепа беришини тәләп қилип өткүзүлгән намайишларни «қобул қилғили болмайдиған әһвал» дәп атиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر