биразилийәдә вирусниң йеңи түри байқалди

биразилийәдә «ковид – 19» йуқуминиң йеңи түри байқалди.

1612726
биразилийәдә вирусниң йеңи түри байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: биразилийәниң сан павло өлкисидә бийологийә тәтқиқати билән шуғуллинидиған бутантан институтиниң мәсули димас ковас, «ковид – 19» йуқуминиң җәнубий африқа варийантиға охшаш алаһидиликкә игә йеңи түрини байқиғанлиқлирини билдүрди.

вирус байқалған кишиниң, җәнубий африқаға сайаһәт қилмиғанлиқини вә у йәргә сайаһәт қилған һечким билән алақә қилмиғанлиқини әскәрткән ковас, шу вәҗидин, «ковид – 19» йуқуминиң йеңи байқалған түриниң,  амазонас өлкисигә қарашлиқ манаос шәһиридә оттуриға чиққан техиму йуқумлуқ һалға өзгәргән түри болуш еһтималлиқиниң барлиқини қәйт қилди.

«ковид – 19» йуқуминиң йеңи түри билән йуқумланған киши билән алақә қилғанлар карантин астиға елинди, йеңи түр пәқәт бир кишидила байқалди.

тәхминән 700000 нопуси бар сорокаба шәһири, биразилийәдә «ковид – 19» йуқуминиң әң көп тәсиригә учриған сан павло өлкисиниң ички қисмиға җайлашқан болуп, омумий нопуси 210 милйондин ашидиған биразилийә, америка қошма иштатлиридин қалса, «ковид – 19» йуқуминиң тәсиригә әң көп учриған дөләт һесаблиниду.

игилинишичә, йеқинқи бир һәптидин буйан дөләттә күндилик оттуричә қаза қилғанларниң сани 2700 дин, йуқумланғучилар сани болса 75 миңдин ешип кәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر