бирма армийәси вақитлиқ уруш тохтатти

бирмада һәрбий өзгириш қозғап, сайланған һөкүмәтни тәхттин чүшүргән армийә, дөләттә бир айлиқ уруш тохтитиш елан қилди.

1612674
бирма армийәси вақитлиқ уруш тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: бирма армийәси қоманданлиқ иштаби башлиқи мин аң хлайиң (Min Aung Hlaing) етник қораллиқ гуруппилар билән тинчлиқ сөһбитини давамлаштуруш вә 13-16-апрелдики диний йеңи йил тәбрикләш мурасимлириниң хатирҗәмлик ичидә өткүзүлүши үчүн 30-апрелғичә армийәниң өз алдиға уруш тохтитиш елан қилғанлиқини билдүрди.

генерал хлайиң уруш тохтитишниң бәзи ишлардин мустәсна икәнликини әскәртип: «армийә һөкүмәтниң хизмитигә бузғунчилиқ қилидиған паалийәтләргә қарши җәмийәт тәртипини қоғдиши, уруш тохтитишниң сиртида» деди.

йәнә бир тәрәптин, бирма өктичи парламент әзалири тәрипидин хәлқ тәрипидин сайланған һөкүмәтни қайтуруп келиш үчүн қурулған дөләт парламенти вәкиллик комитети, 2008-йили армийә түзгән, һазир иҗра қилиниватқан асасий қанунни етирап қилмайдиғанлиқини уқтурди.

һәрбий һөкүмәткә қарши вақитлиқ һөкүмәт вә етник қораллиқ гуруппиларниң йардими билән федератсийә армийәси қурушқа тиришқан дөләт парламенти вәкиллик комитети твиттерда, өзи тәййарлиған вақитлиқ асасий қанунни елан қилди.

дөләт парламенти вәкиллик комитети йеңи асасий қанунға асасән һөкүмәт қуруш хизмәтлирини башлиғанлиқлирини билдүрди.

дөләт парламенти вәкиллик комитетиниң байанатидин кейин, һәрбий һөкүмәткә қарши хәлқ, йангон вә мандалайда 2008-йили түзүлгән асасий қанун китабини көйдүрүп намайиш қилди.

бирмада 6-февралдин буйан давамлишиватқан намайишларни хәвпсизлик күчлириниң бастуруши нәтиҗисидә җенидин айрилғанларниң сани 536 гә йәтти.

сийасий тутқунларға йардәм тәшкилатиниң байанатида, 2 миң 729 кишиниң тутқун қилинғанлиқи, 120 үстидин тутуш буйруқи чиқирилғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر