түркийә  италийәдә  8- пәхрий консулханисини ачти

түркийәниң италийәдики 8- пәхрий консулханиси италийәниң шәрқидики равенна шәһиридә ечилди.

1611990
түркийә  италийәдә  8- пәхрий консулханисини ачти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң римда турушлуқ баш әлчиси мурат салим әсәнли равенна шәһиригә берип, түркийәниң пәхрий консуллуқиға тәйинләнгән деңиз-окйан қанун мутәхәссиси, адвокат мавризио маоро билән пәхрий консулханиниң ечилиш линтисини кәсти.

шуниң билән равенна пәхрий консулханиси, түркийәниң италийәдики анкона, бириндиси, бари, генова, тиристе, венитсийә вә сиракус шәһирилиридин кейин ечилған 8 – вакаләтханиси болди.

баш әлчиси мурат салим әсәнли равенна портидики йолучилар терминали қисминиң чоң һәссидари түркийә хусусий сода саһәси икәнликини тилға елип, «бир порт шәһири болуш сүпити билән содимиз  нуқтисидин муһим әһмийәткә игә. бундақ җайда пәхрий баш консулимизниң болуши толиму муһим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر