волқан бозқир блинкен билән көрүшти

бирләшкән дөләтләр тәшкилати 75- нөвәтлик омумий кеңиши рәиси волқан бозқер билән америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен син көрүнүшлүк сөһбәт өткүзди.

1611014
волқан бозқир блинкен билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати 75- нөвәтлик омумий кеңиши рәиси волқан бозқер билән америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен син көрүнүшлүк сөһбәт өткүзүп, б д т билән американиң өзара һәмкарлиқи тоғрисида пикир алмаштурди.

волқан бозқер йиғинниң таратқулар тәрипидин биваситә тарқитилған бөлүмидә, американиң б д т ниң муһим һәмраһи икәнликини әскәртип өтти.

бозқер, йеңи һөкүмәтниң хәлқара органлар билән қайтидин йаришип, һәмкарлиқ вә иттипақдашлиқларни давамлаштуруш ирадисини намайан қилишиниң кишини хушал қилидиғанлиқини, америка билән б д т оттурисидики қойуқ һәмкарлиқни тақәтсизлик билән күтүватқанлиқини билдүрди.

у йиғинниң йепиқ қисмида, ковид – 19 йуқуми вә ваксининиң баравәр, шундақла адил тәқсимлиниши, бермадики сийасий өзгириш, сүрийә киризиси вә исраилийә- пәләстин мәсилиси қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилидиғанлиқлирини байан қилди.

америка ташқи ишлар министири антони блинкенму мәзкур мәсилиләрни һечқандақ бир дөләтниң йалғуз һәл қилалмайдиғанлиқини әскәртип, американиң йеңи вә техиму йахши һәмкарлиқ йоллирини издәватқанлиқини, б д т системисиниң буниң әң йахши қораллириниң бири икәнликини ейтти.

көп тәрәплик һәмкарлиқниң алаһидә муһимлиқини тәкитлигән блинкен, американиң район вә хәлқара тәшкилатларниң мәсилилириниң һәл қилиниши вә һәмкарлиқида үстигә чүшкән вәзипини ада қилидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.


خەتكۈچ: #б д т , #америка

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر