русийә S-400 башқурулидиған бомба һава мудапиә системисини синақ қилди

русийә дөләт мудапиә министирлиқи түркийәниңму қол илкидә бар болған S-400 башқурулидиған бомба һава мудапиә системисиниң орунлаштурулиши вә етилиши көрситилгән бир видеони елан қилди.

1611511
русийә S-400 башқурулидиған бомба һава мудапиә системисини синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә федератсийәсигә қарашлиқ бурйат җумһурийитидики телемба етиш мәркизидә өткүзүлгән һәрбий маневирда S-400 башқурулидиған бомба һава мудапиә системиси ишлитилди.

түркийә һава вә башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш еһтийаҗини қандуруш үчүн S-400 узун мусапилик башқурулидиған бомба район вә һава мудапиә системисини сетивилиш үчүн 2017-йили 11- априлда русийә билән тохтам имзалиған иди.

түркийә бу йеңи әвлад һава вә башқурулидиған бомба мудапиә системисидин төт батарейәни сетивалған иди. бу батарейәниң түркийә дуч келиидиған райондики тәһдитләрдин үнүмлүк қоғдинишини ишқа ашуриши мөлчәрләнмәктә.

бу система 600 киломитир йирақлиқтики нишанни байқийалайду, 30 киломитир егизликкә чиқалайду вә 400 киломитир йирақлиқтики 80 нишанни бирла вақитта пачақлап ташлийалайду. алвасти айропилан шундақла баллистик башқурулидиған бомбиларниму  мувәппәқийәтлик һалда йоқиталайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر