ливанда мусапирларниң қийин - қистаққа елинғанлиқи илгири сүрүлди

ливан баш тәптиши ғәссан овәйдат, һәрбий соттин сүрийәлик мусапирларни қийнаш билән әйибләнгән бихәтәрлик қисимлирини тәкшүрүшни тәләп қилди.

1611176
ливанда мусапирларниң қийин - қистаққа елинғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: ливан рәсмий хәвәр агентлиқи, ливан баш тәптиши ғәссан увәйдатниң, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң ливанда террорлуқ җинайити билән әйибләнгән мусапирларниң қийин – қистаққа елинғанлиқи тоғрисидики доклатида тилға елинған мәсилиләрниң тәкшүрүлүшини тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң 23- март елан қилинған доклатида, 4 балини өз ичигә алған 26 сүрийәлик мусапирниң ливан бихәтәрлик қисимлири тәрипидин һәр хил қанунға хилап муамилә вә қийнашларға учриғанлиқи илгири сүрүлгәниди.

ливанда 2014- 2021 - йиллири арилиқида қолға елинған мусапирлар даеш террорлуқ тәшкилатиға әза болуш билән әйибләнгәниди.

ливан җамаәт хәвпсизлики баш идариси хәлқара  кәчүрүм тәшкилатидин бу әйибләшниң син хатирисини өзлиригә беришни тәләп қилған вә сақчи идариси байанат елан қилип, қармиқидики офетсирларниң мусапирлар алдидики инсанпәрвәрлик мәҗбурийитини ада қиливатқанлиқини оттуриға қойғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر