америка, йавропа иттипақи вә йапонийә бирма һәрбий һөкүмитини әйиблиди

америка, йавропа иттипақи вә йапонийә рәһбәрлири байанат елан қилип, бирмада намайишчиларниң етип өлтүрүлүшигә наразилиқ билдүрди.

1610383
америка, йавропа иттипақи вә йапонийә бирма һәрбий һөкүмитини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә хәвпсизлик сийасити алий вәкили җосип боррел бирмада пуқраларниң өлүмигә сәвәб болғанларниң һесаб бериши керәкликини тәкитләп: «бу тирагедийә ахирлишиши лазим» деди.

америка пирезиденти җо байдин бирмада һәрбий өзгиришкә қарши намайишчиларниң хәвпсизлик күчлири тәрипидин өлтүрүлүшигә наразилиқ билдүрди вә һәрбий өзгириш қозғиғучиларға қарши йеңи ембарго йүргүзүш пилани түзүватқанлиқлирини билдүрди.

йапонийә бирмада 1-феврал (2021) йүз бәргән һәрбий өзгириштин кейин қозғалған тинчлиқ намайишлирида, бирма сақчи-әскәрлириниң пуқраларни бастурғанлиқини қаттиқ әйиблиди.

йапонийә ташқи ишлар вәзири мотеги тошимитсу: «тинчлиқ билән өткүзүлгән намайишларға раст оқ ишлитилгәнликини қобул қилғили болмайду. бирма армийәси хәлқниң һайатини сиртқи хәтәрләрдин қоғдайдиған тәшкилат икәнликини әстә тутуши керәк.

йапонийә һөкүмити пуқраларға йүргүзүлүватқан зораванлиқларниң дәрһал тохтитилишини, дөләтниң әмәлий рәһбири вә ташқи ишлар министири аң сан сучиниң қойуп берилишини вә бирма демократийәсиниң дәрһал әслигә кәлтүрүлүшини чақириқ қилиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر