нигерийә армийәси бокоһарамға еғир зәрбә бәргәнликини уқтурди

нигерийәниң шәрқий шималидики терорлуқ тәшкилати боко һарамға қарши елип берилған зәрбә бериш һәрикитидә онларчә террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқи уқтурулди.

1610302
нигерийә армийәси бокоһарамға еғир зәрбә бәргәнликини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийәниң шәрқий шималидики терорлуқ тәшкилати боко һарамға қарши елип берилған зәрбә бериш һәрикитидә 48 терорчи өлтүрүлүп, 11 тутқун қутқузувелинди.

нигерийә армийәси байанатчиси муһәммәд йерима, борно өлкисиниң чибок вә аскира районлирида боко һарамға қарши зәрбә бериш һәрикити елип берилип, боко һарамниң 48 әзасиниң уҗуқтурулғанлиқини, йариланған нурғун террорчиниң қечип кәткәнликини уқтурди.

зәрбә бериш һәрикити җәрйанида боко һарам тәрипидин гөрүгә еливелинған 11 кишиниң қутқузулғанлиқи, қутқузулғанлардин бириниң йариланғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر