хитай парахотлириниң йапонийә деңиз тәвәликигә киргәнлики билдүрүлди

хитайниң икки деңиз қирғиқи мудапиәси парахоти шәрқий хитай деңизидики дә-талашлиқ сенкаку араллири әтрапидики йапонийә деңиз тәвәликигә кирди.

1610410
хитай парахотлириниң йапонийә деңиз тәвәликигә киргәнлики билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан окинава өлкисиниң наһа наһийәсидики 11- район деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқиниң билдүрүшичә, хитай парахотлири йапонийә деңиз тәвәликигә киргән.

шу җай вақти сәһәр саәт 4 әтрапида дәталашлиқ сенкаку араллири әтрапини айланған парахотлар, саәт 4 тин 20 минут өткәндә минами – коҗима арилиниң 20 километир җәнубиғичә йеқинлашқан.

йапонийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи хадимлири хитай парахотлирини райондин чиқип кетиш тоғрисида агаһландурған.

йапонийәниң дөләт игиликидики медийа оргини — NHK ниң хәвиригә қариғанда, хитайниң дөләт игиликидики парахотлири сенкаку араллири әтрапида бу йил (2021) ичидә 11 қетим йапонийә деңиз тәвәликигә қанунсиз киргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر