б д т дунйа әллиридин сүрийәликләргә беридиған йардәмлириниң миқдарини ашурушини тәләп қилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлидиған сүрийә йиғинидин илгири йардәмгә моһтаҗ 24 милйон сүрийәлик үчүн 10 милйард доллар йардәм бериш тоғрисида чақириқ елан қилди.

1610255
б д т дунйа әллиридин сүрийәликләргә беридиған йардәмлириниң миқдарини ашурушини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т инсанпәрвәрлик ишлирини маслаштуруш ишханиси, б д т мусапирлар алий комиссарлиқи вә б д т тәрәққийат пирограммиси бирләшмә байанат елан қилип, хәлқара җәмийәттин милйонлиған сүрийәликкә беридиған йардиминиң миқдарини көпәйтишини тәләп қилди.

сүрийәликләрниң күнсери еғирлишиватқан ачарчилиқ вә намратлиқ хәвпигә дучар болуватқанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, қошна дөләтләрниң һәр 5 сүрийәликниң 4 игә саһибханлиқ қиливатқанлиқи оттуриға қойулди.

дөләт ичи вә қошна дөләтләрдики йардәмгә моһтаҗ сүрийәликләр саниниң бу йил 20 милйондин 24 милйонға көпәйгәнлики әскәртилгән байанатта йәнә, 2021- йили сүрийәликләрниң еһтийаҗини қандуруш үчүн 10 милйард доллар фондиға еһтийаҗ барлиқи, буниң 4 милйард 200 милйон доллириниң сүрийәниң ичидики, бәш милйард 800 милон доллириниң қошна дөләтләрдики мусапирларға ишлитилидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر