уйғур райони вә моңғулийәдин кәлгән қум борини бейҗиңни басти

хитайниң пайтәхти бейҗиң йәнә бир қетим ғәрбий шималдики уйғур райони вә моңғулийәдин кәлгән қум борининиң еғир тәсири астида қалди.

1610035
уйғур райони вә моңғулийәдин кәлгән қум борини бейҗиңни басти

түркийә авази радийоси хәвири: шинхуа агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, бейҗиңдики қум-боини сәвәбидин һаваниң булғиниши еғир дәриҗидә ашқан. көрүш мусаписи бир километирға чүшүп қалған.

бейҗиң екологийә вә муһитни назарәт қилиш мәркизи елан қилған байанатт, пайтәхт бейҗиңниң һава сүпити көрсәткүчиниң «хәтәрлик» түридики әң йуқири сәвийәгә йеқинлашқанлиқи билдүрүлди.

хитай дөләтлик метеорологийә мәркизи  бу йиллиқ начар һаварайи сәвәбидин бейҗиңниң апрелда техиму еғир қум-бориниға дуч келиши мумкинликини уқтурди.

хитайда 16-мартта ғәрбий шималдин башлиғанчә шәрқий районларғичә бесип кәлгән қум-борини сәвәбидин көк рәңлик агаһландуруш сигнали елан қилинған иди.

хитайдики һаваниң булғиниш дәриҗисини көрситидиған агаһландуруш системисиниң 4 басқучи көк, сериқ, қизғуч сериқ вә қизилд рәңлик шигналлар билән ипадилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر