канадада йүз бәргән пичақлиқ һуҗумда бир киши қаза қилип, 6 киши йариланди

канаданиң ванковер шәһридә йүзбәргән пичақлиқ һуҗумда бир киши қаза қилди.

1609906
канадада йүз бәргән пичақлиқ һуҗумда бир киши қаза қилип, 6 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: ванковердики ават сода районида, бир киши кутупхана алдидатурған кишиләргән пичақ билән һуҗум қилди.

һуҗумда бир адәм қаза қилип, 6 киши йариланди.

алақидар тармақлар гумандарниң қолға елинғанлиқини вә һуҗумға даир тәкшүрүшниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

бу арилиқта, баш министир җустин трудо тивиттер һесабида йариланғанлардин һал сориди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر