берма армийәсиниң хәлққә қилған вәһшийликини 12 дөләт бирликтә әйиблиди

берма бихәтәрлик қисимлириниң сийасий өзгиришкә қарши қоралсиз намайишчиларға қилған вәһшийликини 12 дөләт бирликтә әйиблиди.

1609864
берма армийәсиниң хәлққә қилған вәһшийликини 12 дөләт бирликтә әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка, авистиралийә, канада, германийә, гиретсийә, италийә, йапонийә, данийә, голландийә, йеңи зеландийә, җәнубий корейә вә әнгилийәниң дөләт мудапиә министирлири берма бихәтәрлик қисимлириниң сийасий өзгиришкә қарши қоралсиз намайишчиларға әҗәллик күч ишләткәнликини әйиблиди.

мәзкур 12 дөләтниң дөләт мудапиә министирлири елан қилған ортақ байанатида берма армийәсини зораванлиққа хатимә беришикә вә қилмишлири билән берма хәлқиниң нәзиридин чүшүп кәткән һөрмити вә ишәнчликликини қайтидин әслигә кәлтүрүшкә чақирди.

байанатта, мунтизим бир армийәниң хәлқара өлчәмләргә әмәл қилиши вә хәлққә зийан йәткүзүшниң орниға уларни қоғдаш үчүн хизмәт қилиши керәклики тәкитләнди.

берма бихәтәрлик қисимлириниң сийасий өзгиришкә қарши қоралсиз намайишчиларға «әҗәллик күч ишләткәнлики» әйибләнди.

түнүгүн бермада һәрбий сийасий өзгиришкә вә сайланған һөкүмәт әзалириниң тутуп турулушиға қарши өткүзүлгән намайишқа бихәтәрлик қисимлири қораллиқ арилишип, 114 намайишчини өлтүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر