хитай билән иран 25 йиллиқ һәмкарлиқ келишими имзалиди

теһран билән бейҗиң һөкүмәтлири иранниң хитай ишқа кириштүргән «бир бәлбағ, бир йол» лайиһәсидин орун елиши нишан қилинған 25 йиллиқ һәмкарлиқ келишимини имзалиди.

1609591
хитай билән иран 25 йиллиқ һәмкарлиқ келишими имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн иранниң пайтәхти теһранға йетип барған хитай ташқи ишлар министири ваң йи, иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф билән көрүшти.

учришишта, икки дөләт оттурисида түрлүк саһәләрдә һәмкарлиқ орнитиш нишан қилинған 25 йиллиқ келишим имзаланди.

хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң 2016 – йили теһран зийаритидә тунҗи қетим күнтәртипкә кәлгән, иранниң хитай ишқа кириштүргән «бир бәлбағ, бир йол» лайиһәсидин орун елиши нишан қилинған келишимниң мәзмуни һәққидә мәлумат берилмиди.

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәрифниң тәклипигә биинаән теһранда зийарәттә болуватқан хитай ташқи ишлар министири ваң йи, иран рәһбири әли һаманейниң мәслиһәтчиси әли лариҗани биләнму бир йәргә җәм болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر