җонсон байдин билән телефонлашти

әнгилийә баш вәзири борис җонсон америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән телефонда көрүшти.

1609476
җонсон байдин билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә баш министирлиқ мәһкимиси 10-номурлуқ ишханисиниң байанатиға қариғанда, җонсон билән байдинниң телефон сөһбитидә,, келимат өзгириши,  «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш, иран вә хитай мәсилилири һәққидә музакирә елип берилған.

икки рәһбәр, өз дөләтлиридики «ковид – 19» ваксинисиниң тарқитилиш әһвалиға мунасивәтлик учурларни ортақлашқан. җонсон, дунйа миқйасида ваксиниға еришишниң, «ковид – 19» йуқумидин қутулушниң ачқучи болидиғанлиқини байан қилған.

җонсон билән байдин, 22 – 23 – апрел күнлири видео конферанс васитиси арқилиқ чақирилидиған килимат өзгириши башлиқлар йиғини вә шотландийәниң гласгов шәһиридә өткүзүлидиған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 26 – нөвәтлик килимат өзгириши конферансиға мунасивәтлик пиланлирини ортақлашқан.

хәлқаралиқ мәсилиләр тоғрулуқ өзара пикир алмаштурған икки рәһбәр, иранниң йадро келишимигә қайтиши мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر