байдин йавропа иттипақи  рәһбәрлири билән көрүшти

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири билән видео конферанс васитиси арқилиқ көрүшти.

1608952
байдин йавропа иттипақи  рәһбәрлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай тәрипидин елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин, йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири билән видео конферанс шәклидә көрүшкән.

 йавропа иттипақиға әза 27 дөләтниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири қатнашқан, йавропа кеңишиниң башлиқи чарлес мишел рийасәтчилик қилған учришишта, байдин,  америка - йавропа иттипақи мунасивәтлирини қайтидин җанландуруш ирадилириниң қәтийликини йәнә бир қетим тилға алған.

күчлүк бир йавропа иттипақиниң, америка қошма иштатлириниңму мәнпәәтлиригә уйғун икәнликини әскәрткән байдин, ортақ дипломатик қиммәт өлчәмлириниң, дунйаниң әң чоң сода вә селинма шерикликиниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитләш билән бир вақитта, «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш, килимат өзгириши тәһдитлиригә тақабил туруш, иқтисадий мунасивәтләрни чоңқурлаштуруш, һакимийәттинму бәкрәк демократийәниң һәл қилғуч рол ойниши қатарлиқ мәсилиләрдә йеқиндин һәмкарлишишқа чақириқ қилған.

байанатниң ахирида мундақ дейилгән: «пирезидент байдин, хитай вә русийәниму өз ичигә алған дөләтләргә қарита дипломатийә сийаситидә ортақ мәнпәәтләрни қоғдаш мәсилисидә һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилишниң муһимлиқини, түркийә, җәнубий кавказ, шәрқий йавропа вә ғәрбий балқан районлири мәсилисидиму йавропа иттипақи билән америка қошма иштатлири оттурисидики алақиниң үзлүксиз давамлишишиниң зөрүрлүкини тәкитлиди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر