бирмадики намайишларда җенидин айрилғанларниң 320 гә чиқти

бирмада һәрбий өзгиришкә вә хәлқ тәрипидин сайланған һөкүмәт әзалириниң тутқун қилинишиға қарши өткүзүлүватқан намайишларни хәвпсизлик күчлириниң бастуруши нәтиҗисидә җенидин айрилғанларниң сани 320 гә чиқти.

1608889
бирмадики намайишларда җенидин айрилғанларниң 320 гә чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: бирма сийасий тутқунларға йардәм қилиш тәшкилати намайишларға мунасивәтлик тәййарлиған күнлүк доклатида, йеқинқи 24 саәттә йәнә, 34 намайишчиниң җенидин айрилғанлиқини билдүрди.

доклатта, намайишларда җәмий өлүм саниниң 320 гә чиққанлиқи вә җенидин айрилған 264 кишиниң хәвпсизлик күчлири тәрипидин етип өлтүрүлгәнлики қәйт қилинди.

56 кишиниң өлүминиң ениқлиналмиғанлиқи әскәртилгән доклатта, җенидин айрилған көпинчә кишиниң 18 йаштин 24 йашқичә болған йашлар икәнлики тәкитләнди.

бирманиң качин иштатида һәрикәт қиливатқан вә һәрбий һөкүмәткә қарши намайишчиларни қоғдайдиғанлиқини җакарлиған «качин мустәқиллиқ армийәси», иштаттики бир һәрбий қаравулханини қолға киргүзди.

бирма нав хәвәрләр тори (Now) ниң зийаритини қобул қилған качин мустәқиллиқ армийәсиниң байанатчиси, 25-март (2021) кечә башлиған вә 11 саәт давамлашқан етишшилардин кейин, хитай чеграсидики алав буам базириға җайлашқан қаравулхана билән бир һәрбий базини қолға киргүзүшкә мувәппәқ болғанлиқлирини елан қилди.

йәнә бир тәрәптин, һәрбий өзгириш билән тәхттин чүшүрүлгән аң сан сучиниң партийәси болған дөләтлик демократийә иттипақиниң мәркизигә молотоп бомба һуҗумиға учриди.

от кчүрүш хадимлири қисқа вақит ичидә отни контрол астиға алди, әмма һуҗумчиниң кимлики ениқлиналмиди.

бирма армийәси 2020-йили 8-нойабир өткүзүлгән сайламларда сахитипәзлик қилинғанлиқиниң илгири сүрүлүши вә дөләт ичидә сийасий ихтилапларниң өткүзлишишидин кейин, 2021-йили 1-феврал һакимийәтни өткүзүвалған иди.

бирма рмийәси дөләтниң әмәлий рәһбири вә ташқи ишлар министири аң сан сучи вә нурғун әмәлдарларни, шундақла һакимийәт бешидики партийәниң мәсуллирини тутқун қилип, бир йиллиқ җиддий һаләт елан қилған иди.

бирма хәлқи 2021-йили 6-феврал демократийәгә қайтишни тәләп қилип, намайиш қилишни башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر