б д т африқадики 44 дөләткә ваксина әвәтилгәнликини уқтурди

дунйа сәһийә тәшкилати африқа райони ишханиси твиттер һесабида байанат елан қилип, һазирғичә 7 милйон 700 миң қута ваксининиң хәтәр астидики районларға йетип барғанлиқини уқтурди.

1608791
б д т африқадики 44 дөләткә ваксина әвәтилгәнликини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатиниң кирими төвән вә оттураһал дөләтләрниң ваксиниларға баравәр игә болушиға капаләтлик қилишни мәқсәт қилған «ковид  - 19 ваксинилириға йәршариви еришиш пирограммиси» даирисидә, африқадики 44 дөләткә ковид – 19 ваксиниси әвәтилди.

дунйа сәһийә тәшкилати африқа райони ишханиси твиттер һесабида байанат елан қилип, һазирғичә 7 милйон 700 миң қута ваксининиң хәтәр астидики районларға йетип барғанлиқини уқтурди.

байанатта: «ковид  - 19 ваксинилириға йәршариви еришиш пирограммиси даирисидә , африқа қитәсидики 44 дөләт ианә вә икки тәрәплик келишимләр арқилиқ ваксиниларни тапшурувалди» дегән ибариләргә орун берилди.

дунйа сәһийә тәшкилати 44 дөләтниң 32 исиниң ваксинилаш хизмитини башлиғанлиқи тоғрисидики учурларни һәмбәһирлиди.

байанатта йәнә, ваксина билән тәминләш җәрйанидики қийинчилиқларға ишарәт қилинип, африқаниң техиму көп ковид – 19 ваксинисиға еһтийаҗлиқ икәнлики қәйт қилинди.

африқа кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи, дунйаниң һәрқайси җайлиридики, болупму йавропадики ковид  - 19 ваксиниси билән тәминләш қийинчилиқиниң африқа дөләтлиригә сәлбий тәсир көрситиш еһтималлиқиниң барлиқини ейтип агаһландурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر