йапонийә: шималий корейә йапон деңизиға баллистик башқурулидиған бомба атти

йапонийә баш вәзири суга йошиһиде шималий корейәниң йапон деңизиға икки баллистик башқурулидиған бомба қойуп бәргәнликини билдүрди.

1608068
йапонийә: шималий корейә йапон деңизиға баллистик башқурулидиған бомба атти

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә баш вәзири суга йошиһиде, дөләт бихәтәрлик кеңиши (NSC) тәрипидин чақирилған җиддий йиғиндин кейин бәргән байанатида, шималий корейә тәрипидин шу җай вақти 07.04 вә 07.23 дә қойул берилгән икки данә баллистик башқурулидиған бомбиниң, йапонийә деңиз тәвәлики вә мәхсус иқтисадий районниң сиртиға чүшкәнликини әскәртиш билән бир вақитта, шималий корейәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң, «баллистик башқурулидиған бомба қойуп беришини чәкләш қарари» ға хилаплиқ қилғанлиқини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: «бу һәрикәт йапонийә вә әтрапидики районларниң тинчлиқи вә бихәтәрликигә тәһдит салмақта, шималий корейә баллистик башқурулидиған бомба қойуп бериш арқилиқ бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қарарини дәпсәндә қилмақта, шималий корейәниң бу һәрикитини қаттиқ әйибләймиз һәм наразилиқ билдүримиз.»

дөләт бихәтәрлик кеңиши йиғинида, һөкүмәтниң қолланғуси тәдбирлири һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини ейтқан суга, бу һәқтә учурларни чоңқурлаштуруш вә амма билән ортақлишиш тоғрулуқ йолйоруқ чүшүрди.

суга йиғинда, деңиз вә һава қатнишиниң бихәтәрликини қоғдашниң зөрүрлүкини тәкитләп мундақ деди: «һазир чарлаш паалийәтлирини кәң қанат йайдуруш вә һошйарлиқни қаттиқ өстүрүш илгирики һәрқандақ вақиттикидинму муһим, биз америка қошма иштатлири, җәнубий корейә вә башқа дөләтләр билән давамлиқ йеқиндин һәмкарлишип, хәлқниң тинч турмушини пухта қоғдашқа капаләтлик қилимиз.»

у, шималий корейәгә қарита қандақ сийасәтләрни йолға қойуш тоғрулуқ, апрел ейида вашингтонда бир йәргә җәм болидиған америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән бирликтә қарар чиқиридиғанлиқини ейтти.

«‹кйодо› агентлиқи» ниң һөкүмәт мәнбәлиригә асаслинип хәвәр қилишичә, шималий корейә тәрипидин қойуп берилгән баллистик башқурулидиған бомбидин биринчиси 420 километир, иккинчиси 430 километир мусапилиқ болуп, һечқандақ бир айропилан вә парахотқа зийан йәткүзмигән.

йапонийә дипломатийә министирлиқиниң бир әмәлдари тәминлигән учурға қариғанда, йапонийә һөкүмити бейҗиң әлчиханиси арқилиқ шималий корейәгә нота тапшурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر