коломбийәдә еғир су апити йүз берип онларчә адәм қаза қилди

җәнубий америка дөлити коломбийәдә шиддәтлик йамғур пәйда қилған су апити 45 адәмниң қаза қилишини кәлтүрүп чиқарди.

1608011
коломбийәдә еғир су апити йүз берип онларчә адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: коломбийә таратқулириниң хәвиригә қариғанда, дөләтлик апәт вә хәтәрлик әһвалларни бир тәрәп қилиш идариси, йамғур пәсли башланғандин буйан дөләтниң нурғун җайлирида дәрйа ташқинлири вә тағ гүмүрүлүп чүшүш вәқәлириниң йүз бәргәнликини уқтурди.

дөләтниң көп қисим җайлириға тәсир көрсәткән шиддәтлик йамғур пәйда қилған су апәтлиридә 45 адәмниң қаза қилғанлиқи, 23 адәмниң йариланғанлиқи вә үч кишиниң йоқап кәткәнлики билдүрүлди.

3145 аилиниң су апити вә кәлкүнниң тәсиригә учриғанлиқи , 36 миң адәмниң бихәтәр җайларға тарқақлаштурулғанлиқи қәйт қилинди.

коломбийәниң антиокйа, валле дел кавка, нарино, хуйла вә кундинамарка қатарлиқ чоң өлкилири йамғурниң тәсиригә әң көп учриған районлар һесаблиниду.

даириләр йамғур пәсли сәвәбидин аммини өстәң, дәрйа қатарлиқ еқин қирғақлиридин йирақ турушқа чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر