голландийә сақчилириниң ирқчи учурлириниң тәкшүрүлүватқанлиқи билдүрүлди

голландийә сақчилириниң иҗтимаий алақә суписидики өзара йезишқан учурлирида 16 йашлиқ бир түрк қизниң өлүмини көздә тутқан һалда «йәнә бир түрк азайди» ибарисини ишләткәнлики паш болди.

1608433
голландийә сақчилириниң ирқчи учурлириниң тәкшүрүлүватқанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: голландийә мәһәллий таратқулири, роттердам сақчи идарисиға қарашлиқ сақчиларниң ватсап гурупписидики «ирқчи учурлири» ниң тәкшүрүлгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрләрдә көрситилишичә, тәкшүрүш нәтиҗисидә сақчиларниң голландийәдики аз санлиқ милләтләр, көчмәнләр вә африқалиқларни кәмситидиған ирқчи характерлик ибариләрни қолланғанлиқи ениқланди.

сақчилардин бириниң мәктәптин чиқиватқан өлтүрүлгән һүмәйра ә. ни көздә тутқан һалда «йәнә бир түрк азайди» ибарисини ишләткәнлики оттуриға чиқти.

роттердам сақчи идариси башлиқи фред вестербек, сақчиларниң әйибләнгәнликини вә уларға мунасивәтлик тәкшүрүшниң давам қиливатқанлиқини әскәртти.

роттердам лайиһә институти оқуғучиси һүмәра ә. 2018 – йили 16 - декабир мәктәптин қайтиватқан әснада сабиқ оғул дости тәрипидин өлтүрүлгәниди.

һүмәйра өзиниң паракәндичиликкә учраватқанлиқи тоғрисида сақчиларға әрз сунған болсиму, әрз – шикайәтлириниң нәзәргә елинмиғанлиқи вәқәдин кейин ениқланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر