фирансийә намайишчиға зийан йәткүзгән бир сақчиниң җавабкарлиқини тәкшүрүшкә башлиди

фирансийәдә сериқ җилиткилик бир паалийәтчиниң көзидин айрилип қелишиға сәвәб болған йәнә бир сақчи үстидин тәкшүрүш башланди.

1608165
фирансийә намайишчиға зийан йәткүзгән бир сақчиниң җавабкарлиқини тәкшүрүшкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә мәтбуатлириниң әдлийә мәнбәлирини асас қилған хәвәрлиригә қариғанда, сериқ җилиткиликләрниң 2018 - йили 8 – декабирдики пайтәхт парижда өткүзүлгән намайиши җәрйанида ишләткән солйав оқи бир намайишчиниң көзидин айрилип қелишини кәлтүрүп чиқарған бир сақчи үстидин тәкшүрүш елип бериш башланған.

мәзкур сақчиниң әдлийә тармақлириниң назарити астида икәнлики әскәртилгән хәвәрләрдә, тәкшүрүшниң мәзкур намайишчиниң 2019- йили 19- ийунда сунған әрзигә асасән башланғанлиқи қәйт қилинди.

көзидин айрилип қалған йаш оқуғучи фиорина лигнийер байанат берип, сақчиниң қилмишиниң тәкшүрүлүшкә башлиғанлиқидин хушал болғанлиқини ейтти.

5 – феврал фирансийәниң реннес шәһридә бир сақчи үстидин сериқ җилиткилик паалийәтчиниң көзидин айрилип қелишиға сәвәб болғанлиқи илгири сүрүлүп тәкшүрүш башланғаниди.

фирансийә сақчилириниң намайишчиларға мудахилә қилиши нәтиҗисидә 4 адәм һайатидин айрилған, 30 адәм көзидин, 5 адәм қолидин айрилип қалған вә 770 адәм йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر