әрменийә тағлиқ қарабағдики уруш һалитини әмәлдин қалдурди

әрменийә парламенти тағлиқ қарабағдики һәрбий һәрикәтлири сәвәбидин елан қилған «уруш һалити»ниң әмәлдин қалдурулуши тоғрисидики тәклип лайиһәсини қобул қилди.

1607435
әрменийә тағлиқ қарабағдики уруш һалитини әмәлдин қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийә парламенти тағлиқ қарабағдики һәрбий һәрикәтләр түпәйли елан қилинған уруш һалитини 118 парламент әзасиниң қоллап беләт ташлиши билән әмәлдин қалдурди.

әрменийә баш министири никол пашинйан, 2020 – йили 27 – сентәбирдә әрменийә һөкүмитиниң тағлиқ қарабағдики вәзийәтни нәзәрдә тутуп дөләт миқйасида «уруш һалити» вә «омумий сәпәрвәрлик» елан қилғанлиқини уқтурғаниди.

әрменийә армийәси ишғал қилип туруватқан тағлиқ бағда әзәрбәйҗан армийәсигә тақабил туралмай мәғлубийитини қобул қилған вә бесивелинған земинлардин чекингәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر