нетанйаһуниң партийәси сайламда биринчи болди

исираилийәдә өткүзүлгән сайламда, баш министир нетанйаһуниң ликуд партийәси парламентта 33 орунға игә болуп биринчи болди.

1607380
нетанйаһуниң партийәси сайламда биринчи болди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә таратқулириға асасланғанда, исираилийәдә йеқинқи икки йилда төтинчи қетим өткүзүлгән муддәттин бурун сайламда ликуд партийәсини қоллайдиғанлиқи билдүрүлүватқан оңчил блок 54 орунға игә болған. йәнә нетанйаһуни қоллаш еһтимали болған нафтали беннет (Naftali Bennett) рәһбәрликидики йамина (Yamina) партийәси сәккиз орунни қолға кәлтүрүп, парламетта вәкиллик қилиш һоқуқиға еришкән.

нетанйаһу 120 кишилик парламентта 61 орунға еришип һөкүмәтни қуруши үчүн йамина партийәсиниң қоллишини қолға кәлтүрүши керәк.

тәкшүрүш нәтиҗилиригә асасланғанда, ликуд партийәси парламетта 31 орунға игә болған. бирләшмә һөкүмәт қуруш үчүн нитанйаһуни қоллиши күтүлүватқан оңчил блок 53 орунға игә болған. мушу бойичә болғанда, бирләшмә һөкүмәт учришишлирида ачқучлуқ рол ойнайдиған йамина партийәси парламентта сәккиз орунға игә болған.

йамина партийәси ликуд партийәсини қоллиған әһвалда нетанйаһу бирләшмә һөкүмәт қуруш үчүн парламентта 61 орунға игә болиду.

нетанйаһуниң рәқиби йаир лапид (Yair Lapid) рәһбәрликидики йеш атид партийәси парламентта 16 орунни қолға кәлтүрүп иккинчи болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر