нигерийәдә ласса қизитмиси вабаси тарқилишқа башлиди

нигерийәдә һайвандин инсанға йуқидиған вә өлүмни кәлтүрүп чиқиридиған ласса қизитмиси йуқумида җенидин айрилғанларниң сани 42 гә чиқти.

1607838
нигерийәдә ласса қизитмиси вабаси тарқилишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә кесәлликләрни контрол қилиш мәркизиниң байанатиға асасланғанда, ваба сәвәбидин йәнә алтә киши җенидин айрилған. буниң билән, йанвар (2021) ейидин буйан ваба сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 42 гә чиққан. бу җәрйанда, пүткүл дөләткә тәсир қилған вабада едо, ондо, кадуна, тараба, ебонйи, платеав вә бавчи иштатлирида вабаға мунасивәтлик 191 вәқә байқалған.

мали, того, гана, либерийә, серралеон қатарлиқ нурғун африқа дөләтлиридә көрүлгән ласса қизитмиси нигерийәдә 1969-йили тунҗи қетим шәрқий шималдики борно иштатида байқалған иди.

нигерийә һөкүмити 2019-йили ласса қизитмиси сәвәбидин мәмликәт миқйасида «җиддий һаләт» елан қилған иди.

һәр йили қурғақчилиқ йүз беридиған нойабир вә май айлирида көпийидиған ласса қизитмиси вабаси, 2019-йили 129 кишиниң җениға замин болған иди. 2020-йили болса, 28 иштатта 300 дин артуқ кишиниң җенидин айрилишиға сәвәб болған иди.

чашқан майиқидин йуқидиған кесәллик, адәмдин адәмгә йуқидиған болуп, өлүмни вә қанашни кәлтүрүп чиқиридиған қизитмиға сәвәб болиду.

нигерийә даирилири хәлқни дизинфексийәгә диққәт қилиш, чашқан вә башқа сүт әмгүчи һайванлардин йирақ туруш тоғрисида агаһландурди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر