макрон: йавропа иттипақи дөләтлирини түркийә билән һәмкарлишишқа чақирди

фирансийә пирезиденти емануел макрон, түркийәниң көчмәнләр мәсилисидики муһим иттипақдаш икәнликини тилға елип, йавропа иттипақи дөләтлирини түркийә билән һәмкарлишишқа чақирди.

1607197
макрон: йавропа иттипақи дөләтлирини түркийә билән һәмкарлишишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент макрон фирансийәниң «франс5» телевизийә қанилиниң сөһбәт пирограммисида сөз қилип, йавропа иттипақи дөләтлирини «әгәр түркийә ишиклирини ечивәтсә, йавропаға кәлгән 3 милйон мусапириңлар болиду» дегән сөзлири билән агаһландурди.

түркийәниң көчмәнләр мәсилисидики муһим иттипақдшаш икәнликини билдүргән макрон, шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато әзаси вә муһим сода шериклириниң бир болған түркийә билән сөһбәтлишишниң зөрүрлүкини тәкитлиди.

макрон, йавропа иттипақи түркийәгә: «әмди силәр билән һәмкарлашмаймиз, сөһбәтләшмәймиз» дегән тәқдирдә, түркийәниң бир кечидә чегра еғизини ечиветәләйдиғанлиқини әскәртип, бундақ әһвалда йавропа иттипақиниң бирдинла үч милйон мусапир билән йалғуз қалидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر