һиндистанда ковид-19 ниң «қош өзгиришчан» башқа варийанти байқалди

һиндистанниң ғәрбидики өлкиләрдә вухән вирусиниң «қош өзгиришчан» типи байқалғанлиқи билдүрүлди.

1607855
һиндистанда ковид-19 ниң «қош өзгиришчан» башқа варийанти байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: «US News» ниң хәвиригә асасланғанда, һиндистан дөләтлик кесәлликләрни контрол қилиш мәркизи (NCDC) ниң мудири суҗит кумар синг байанат елан қилип, ковидниң тәсиригә әң көп учриған өлкиләрдин бирси маһараштирадин елинған 206 әвришкидә ковид-19 ниң  «қош өзгиришчан» типи байқалғанлиқини билдүрди.

хәвәрдә, вирусниң бу йеңи варийантиниң пайтәхт йеңи деһлидиму 9 әвришкидә байқалғанлиқи тәктләнди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر