йавропа иттипақи русийә билән болған мунасивәтлирини нормаллаштуруш шәртлирини оттуриға қойди

йавропа иттипақи русийә билән болған мунасивәтлириниң иҗабий йөнилишкә қарап тәрәққий қилиши үчүн русийәгә бир түркүм шәртләрни қойди.

1606574
йавропа иттипақи русийә билән болған мунасивәтлирини нормаллаштуруш шәртлирини оттуриға қойди

 

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи русийә билән болған мунасивәтлириниң иҗабий йөнилишкә қарап тәрәққий қилиши үчүн русийәниң чоқум украинаниң шәрқидики тоқунушни тохтитишни нишан қилған минсик келишимини иҗра қилиши һәмдә тор һуҗумини тохтитип, кишилик һоқуққа һөрмәт қилиши керәкликини билдүрди.

йавропа кеңиши башлиқи чарлез мишел билән русийә пирезиденти виладимир путин оттурисидики телефон сөһбитидин кейин йавропа иттипақи тәрипидин елан қилинған байанатта, телефон сөһбитидә йавропа-русийә мунасивәтлириниң музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатқа асасланғанда, мишел йавропа-русийә мунасивәтлириниң төвән нуқтида икәнликини ейтқан вә йавропа иттипақиниң асаслиқ қиммәт қарашлирини тәкитлигән.

байанатта, «йавропа иттипақи нуқтисидин ейтқанда, русийә билән болған мунасивәтләр минисик келишимини иҗра қилиш, әза дөләтләргә тор һуҗуми қилишни тохтитиш вә кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш җәһәттә үзлүксиз илгириләш болғандила, андин башқичә йөнилишкә қарап маңалайду» дейилди.

бу даиридә, мишелниң русийә өктичиси алексей навалнийниң қойуп берилиши вә навалнийға қилинған суйиқәстниң очуқ-ашкарә тәкшүрүлишиниму оттуриға қойғанлиқи билдүрүлди.

мишел билән путинниң йәнә, росийә ишләпчиқарған спутник V ваксинисиниң йавропа дора аҗантисида елип берилған дәсләпки тәкшүрүш нәтиҗисиниму музакирә қилғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر