исраилийәдә йеқинқи икки йил ичидики төтинчи қетимлиқ сайлам өткүзүлмәктә

исраилийәликләр йеқинқи икки йил ичидики төтинчи қетимлиқ муддәттин илгири өткүзүлгән сайламда беләт ташлашқа башлиди.

1606386
исраилийәдә йеқинқи икки йил ичидики төтинчи қетимлиқ сайлам өткүзүлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийәдики 6 милйон 300 миңдин артуқ сайлиғучи 37 партийә риқабәткә чүшкән сайламда, 120 кишилик парламентқа киридиған парламент әзалирини сайлаш үчүн беләт ташлашқа башлиди.

вухән вируси (ковид – 19) сәвәбидин қошумчә тәдбирләр йолға қойулған сайламда, шу йәр вақти саәт 07:00 дә башланған беләт ташлаш җәрйани саәт 22:00 гичә давамлишиду.

сайламниң ғәйрий рәсмий нәтиҗисиниң әтә елан қилиниши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر