америкада қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

америка қошма иштатлириниң колорадо иштатидики бир талла базирида қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди.

1606424
америкада қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң колорадо иштатидики бир талла базирида йүз бәргән қораллиқ һуҗум қилиш вәқәсидә җенидин айрилғанларниң сани 10 ға йәтти.

болдер сақчи идариси, болдер шәһиридики бир талла базириға қилинған һуҗумда қаза қилғанлар саниниң 10 гә йәткәнликини уқтурди.

һуҗумчиниң  нәқ мәйданға йетип кәлгән сақчиларға оқ чиқириши нәтиҗисидә бир сақчиниң қаза қилғанлиқи, алақидар тармақларниң вәқәни тәкшүрүватқанлиқи билдүрүлди.

кимлики һазирғичә ениқланмиған йаридар һуҗумчи назарәт астиға елинди.

йариланған һуҗум қилғучиниң кимлики техи ашкариланмиған.

ақсарай байанатчиси җин псаки тивиттердики адресида учур һәмбәһриләп, вәқә тоғрисида америка пирезиденти җо байдинға мәлумат берилгәнликини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر