әсәд қисимлири билән иранниң контроллуқидики террорлуқ гуруппилири дохтурханиға һуҗум қилмақта

сүрийәдә бәшшар әсәд қисимлири билән иранниң контроллуқидики террорлуқ гуруппилири һәләбниң ғәрбигә җайлашқан әтарип наһийәси дохтурианисини һуҗум нишани қилди.

1606517
әсәд қисимлири билән иранниң контроллуқидики террорлуқ гуруппилири дохтурханиға һуҗум қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: әгәр дохтурхана хизмәттин тохтисатәхминән 400 миң пуқраниң сәһийә хизмәтлиридин мәһрум қалидиғанлиқи билдүрүлмәктә.

әтариб дохтурханисиниң мудири өмәр халлақ һакимийәт қисимлириниң дохтурханиға қуруқлуқтин еғир типлиқ қораллар билән нурғун қетим һуҗум қилғанлиқини ейтти.

өмәр халлақ дитйурханиниң туйуқсиз бомбардиман астида қалғанлиқини билдүрүп, «генератор өйи, җидди қутқузуш бөлүми, туғут бөлүми вә нурғун клиника ишләткили болмайдиған һалға келип қалди» деди.

өмәр халлақ дохтурханида әтариб наһийәси вә әтрапида йашайдиған 400 миң пуқраға сәһийә мулазимити қиливатқанлиқини вә ейиға 6 миңдин 7 миңғичә пуқраниң давалинидиғанлиқини әскәртти.

һакимийәт қисимлири 2021-йили 21-мартта,  әл әтариб наһийәсидики дохтурханиға қилған һуҗумда, 7 пуқра қаза қилип, 5 нәпәр сәһийә хадимини қошқанда, җәмий 15 пуқра йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر