нато ташқи ишлар министирлири йиғини башланди

нато ташқи ишлар министирлири бир йилдин артуқ вақит өткәндин кейин, йүз туранә йиғин үчүн белгийә пайтәхти бирйусселда топланди.

1606873
нато ташқи ишлар министирлири йиғини башланди

түркийә авази радийоси хәвири: нато ташқи ишлар министирлири аридин бир йилдин артуқ вақит өткәндин кейин, йүзтуранә йиғин үчүн бирйусселда топланди. түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлубирйусселда чақирилған нато ташқи ишлар йиғиниға қатнашти.

икки күн давамлишидиған ташқи ишлар министирлири йиғининиң биринчи күнидә, нато баш катипи столтенберг тәййарлиған натониң «2030- нато» һәрикитигә мунасивәтлик өзара пикир алмаштурулиду. арқидин министирлар натониң афғанистандики мәвҗудийити вә афғанистан тинчлиқ мусаписи бойичә музакирәләр өткүзиду.

йиғинниң биринчи күнидә йәнә, тәшкилатниң оттура шәрқ вә шималий африқаға болған қариши, һәмдә натониң мәзкур районларда муқимлиқни бәрпа қилиши үчүн немиләрни қилалайдиғанлиқи үстидә музакирәләр өткүзүлиду.

нато ташқи ишлар министирлири йиғининиң иккинчи күнидә, русийә мәсилиси музакирә қилиниду.

столтенберг илгири русийәниң дөләт ичидә өктичиләргә бесим сийасити йүргүзгәнликини, интернет тор һуҗуми арқилиқ нато дөләтлиридики сайламларға арилишишқа урунуп, демократийәләргә палта чепишқа тиришқанлиқини؛ омумән қилип ейтқанда, урушқақ позитсийә намайан қиилватқанлиқини ейтқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر